Әфәсликләргә йезилған хәт 1:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
23 Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.
Мән һазир силәр үчүн азап-оқубәт тартиватқинимға хурсәнмән. Чүнки худди Әйса Мәсиһ азап-оқубәт тартқанға охшаш, мән Униң тени, йәни мәсиһийләр җамаити үчүн тартишқа тегишлик болған азап-оқубәтниң бир қисмини өз тенимдә тартиватимән.
Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.
Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду.