Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19-20 Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:19
19 Referans Kwoze  

Чүнки Худа силәрни өзгәртип, силәргә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн арзу һәм күч-қудрәт бериду.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғи­ни­миздинму көп ишларни қилалайду.


Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниң­ларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди.


Худаниң бизгә ата қилғини Хуш Хәвәрниң нуридин ибарәт болған бебаһа ғәзнидур. Биз гоя бу ғәзнә қачиланған сапал қача. Мана буниңдин кишиләр биздики улуқ қудрәтниң өзимиздин әмәс, бәлки Худадин кәлгәнлигини биләләйду.


Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.


Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән.


Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.


Шуниң үчүн биз дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған Худа бу улуқ чақириғиға мунасип яшишиңларға ярдәм қилғай. У Өз күч-қудрити билән яхши нийитиңларни һәм ишәнчиңлар билән қилған һәммә ишиңларни әмәлгә ашурғай.


Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.


Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Ата-анисидин туғул­ғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду.


Шу чағда У пүткүл мәвҗу­датни Өзигә бойсундуридиған қудрити билән бизниң чирип кетидиған тенимизни өзгәртип, уни Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш қилиду.


Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite