Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәд­дәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:14
18 Referans Kwoze  

Бизни биз интизар болған һаятлиққа ериштүрүш үчүн тәйярлиғучи, шундақла буниң капалити сүпитидә бизгә Муқәддәс Роһни ата қилғучи дәл Худа­ниң Өзидур.


Қәлбимизгә Муқәддәс Роһни селиш билән бизгә егидарчилиқ тамғисини бесип, уни Өз вәдисиниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиғиниң капалити қилди.


Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.


Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.


Пәқәт пүткүл мәвҗудатла әмәс, һәтта Муқәддәс Роһниң қәлбимизгә селиниши билән Худаниң кәлгүсидә беридиған шан-шәривини тетип баққан бизләрму дилимизда аһ урмақтимиз. Худа­ниң пәрзәнтлири екәнлигимиз аян қилиниши билән биз йеңи тәнгә еришишни күтмәктимиз.


Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.


Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.


Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғли­ниң қениға сетивалған.


Шуңа бундақ аламәтләр көрүнгән чағда силәр бешиңларни көти­рип қәддиңларни руслаңлар, чүнки бу силәрниң қутқузулушуң­ларға аз қалди дегәнликтур.


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite