Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:13
38 Referans Kwoze  

Қәлбимизгә Муқәддәс Роһни селиш билән бизгә егидарчилиқ тамғисини бесип, уни Өз вәдисиниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиғиниң капалити қилди.


Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.


Бирақ Худа қурған һул мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған: «Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған кишиләр яманлиқлардин қол үзсун».


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


Униң хәтнә қилиниши кейин болди. Бу униң Худа тәрипидин аллиқачан қобул қилинғанлиғини көрситиду. Ибраһимниң бурунла ишәнчи бар болуп, хәтнә пәқәт униң һәққаний адәм дәп һесапланғанлиғиниң бәлгүси болди. Буниң билән Ибраһим хәтнә қилинмиған, лекин Худаға ишинип һәққаний адәм дәп җакаланған йәһудий әмәсләрниң атиси болди.


Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.


Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ йәһудий әмәсләрму Ибраһимға вәдә қилинған бәхиттин тәң һөзүрлинәләйду. Шундақла улар биз билән биллә Худа вәдә қилған Муқәддәс Роһни ишәнч билән қобул қилалайду.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.


Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду.


Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәм­бәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.


Атам беримән дәп вәдә қилған Муқәддәс Роһни силәргә ата қилимән. Бирақ силәр асмандин кәлгән Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә толтурулғичә, Йерусалимда күтүп туруңлар.


Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.


Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.


Бир қетим һәзрити Әйса әлчиләр билән ғизалиниватқанда, уларға йол-йоруқ берип мундақ деди: — Йерусалим шәһиридин кәтмәй туруп, Мән силәргә ейтқинимдәк, Худа Атам силәргә беришни вәдә қилған Муқәддәс Роһни күтүң­лар.


Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду.


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Бирақ силәр бузулидиған озуқлуқ үчүн әмәс, бузул­майдиған, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн җан етип ишләң­лар! Буни силәргә Инсан Оғли — Өзәм беримән, чүнки Мениң бундақ қили­шимни Худа Атам тәстиқлигән.


Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму?


Мәңгү һаят Худаниң тамғисини елип күн чиқиштин кәлгән башқа бир периштәниму көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни бузуп ташлаш һоқуқи берилгән әшу төрт периштәгә:


Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.


Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.


Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.


Худаниң һәқиқи­тини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған, бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш.


Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.


Худаниң һәқиқитини йәткүздуқ, Худаниң қудритиниң биз билән биллә екәнлигини намайән қилдуқ. Һәққаний­лиқни өзимизгә қурал қилип, түрлүк һуҗумларға зәрбә бериш билән биргә өзимизниму қоғдидуқ.


Һалбуки, уларниң гувалиғиға ишинидиғанлар Худаниң һәқ екәнлигигиму гувалиқ бериду.


Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite