12 Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.
Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди.
Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди.
Барлиқ шан-шәрәп мәсиһийләр җамаити вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.
Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрситиштур.
Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Көңлүңларни беарам қилмаңлар, Худаға ишиниңлар, Маңиму ишиниңлар.
Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишиниватисиләр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.
Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худаниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.