Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:11
40 Referans Kwoze  

Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Униң пәрзәнтлири болған бизләр үчүн асманда түгимәс, чиримас, солмас мирас сақланмақта.


Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәд­дәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.


Бу Худаниң дуния яритилиш­тин илгири планлиған вә һазир Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурған ирадисигә уйғундур.


Чүнки Худа вәдә қилған мирасқа қанунға әмәл қилиш арқилиқла еришкили болса, ундақта бу мирас Худаниң вәдисидин кәлмигән болатти. Бирақ Худа бу мирасни Өз вәдисигә бенаән Ибраһимға ата қилған.


Шуниңдәк, Худа Өз вәдисигә еришидиған кишиләргә Өз ирадисиниң өзгәрмәйдиғанлиғини очуқ билдүрүш үчүн, вәдә бәргәндә қәсәм қилди.


Буниң билән биз Худаниң меһир-шәпқити­дин һәққаний адәм дәп җакалинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтигә егә болдуқ.


Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.


Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.


Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливати­силәр.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


Һәзрити Әйса Худаниң алдин-ала билиши вә плани бойичә силәргә тапшурулди. Силәр Уни Худайимизға ишән­ми­гән яман адәмләргә тутуп берип, чапрас яғачқа миқлитип өлтүргүздүң­лар.


Чүнки мән Худаниң ирадисини қилчә йошурмастин силәргә толуқ йәткүздүм.


Улар билмәстинла Өз күч-қудритиң вә ирадәң билән бурунла орунлаштурған ишларни әмәлгә ашурди.


Яман­лиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар, чүнки Худа силәрни башқиларға бәхит тиләшкә чақирди. Бундақ қилсаңлар, Худа силәрниму бәхитлик қилиду.


«Кимму Пәрвәрдигарниң ой-пикрини чүшәнсун? Кимму Униң мәслиһәтчиси болалисун?


Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.


Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп,


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу киши­ләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң ариси­да тунҗа Оғли қилиш еди.


Худа алдин-ала бәлгүлигән бу кишиләрни чақирди вә Өзи чақирған бу кишиләрни һәққаний адәм дәп җакалиди. Һәққаний адәм дәп җакаланған бу кишиләргә Худа чоқум шан-шәрәп ата қилиду.


Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асаслан­ған.


бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.


Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite