Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:10
29 Referans Kwoze  

Һәм У арқилиқ йәр йүзи вә асман­дики барлиқ мәвҗудатни Өзи билән яраштуруп, Униң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқ инақлиқни әслигә кәлтүрүшниму халиди.


Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.


«Вақит-саат йетип кәлди. Худаниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! Шуңа товва қилиңлар, Хуш Хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң Хуш Хәвирини җакалашқа башлиди.


Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти.


Чүнки мәйли йәр йүзидә яки асманда болсун, мәвҗудат­лар­ниң һәммиси У арқилиқ яритилған. Көргили болидиған мәвҗудатлар яки көргили болмайдиған асмандики һәр қандақ мәртивиликләр, мәнсәпдарлар, һөкүмранлар вә һоқуқдарлар болсун, һәммиси У арқилиқ вә Униң үчүн яритилғандур.


Әйса Мәсиһ дуния ярити­лиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда


Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.


Худа каинаттики барлиқ мәвҗудатни Әйса Мәсиһниң айиғи астида тиз пүктүрүп, мәсиһийләр җамаити үчүн Уни барлиқ мәвҗудатқа баш қилип бәрди.


Лекин шуниму билишиңларни үмүт қилимәнки, һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур. Аялниң беши әр, Әйса Мәсиһниң беши болса Худадур.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Чүнки Худаниң техиму яхши бир плани бойичә бизму Худа тәрипидин камаләткә йәткүзүлидиғанларниң ичидә болғачқа, улар биз билән биллә Худаниң камаләткә йәткүзүш вәдисигә еришиду.


Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.


Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.


Бу вақиәләр бизләргә савақ болуш үчүн уларниң бешиға кәлгән еди. Шундақла бу вақиәләр ахир заманда яшаватқан бизләрниң улардәк болуп қалмаслиғимиз һәққидә агаһландуруш үчүн хатириләнгән еди.


Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду.


Улар пәқәт һалал вә һарам йемәк-ичмәк вә бойини суға селиш рәсмийәтлири билән мунасивәтлик болуп, Худа йеңи тәртипни орнатқичә күчкә егә болған сиртқи көрүнүш җәһәт­тики қаидә-низамлардур.


Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite