Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.
Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.