Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 4:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәр­ни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 4:8
16 Referans Kwoze  

Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.


Шуңа бир-бириңларни бу сөзләр билән илһамландуруңлар.


Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим.


Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,


Мана шуниң үчүн силәрниң униң билән қайта көрүшүп хурсән болушуңлар үчүн, уни тезла йолға салмақчимән. Шундақ қилсам, мән силәрдин көп әнсир­мәй­диған болимән.


Титусни силәрниң йениңларға беришқа чақирдим вә йәнә бир қериндашниму униң билән биллә әвәттим. Титусниң силәрдин пайда елип баққан йери барму? У мән билән бир нийәттә, бир йолда хизмәт қиливатидиғу!


Әнди уни кәчүрүңлар вә униңға тәсәлла бериңлар. Болмиса у һәддидин артуқ қайғуруп кетиду.


Һәр қандақ мүшкүллүккә учриғинимизда, Худа бизгә тәсәлла берип кәлди. Шуңа бизму Худадин алған тәсәлла билән мүшкүл әһвалда қалғанларға тәсәлла берәләймиз.


Ишәнч йолида өз оғлумдәк қәдирлик вә ишәнчлик болған Тимотийни мошундақ қилишиңларға ярдәм бәрсун дәп, йениңларға әвәтимән. У силәргә мениң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған йеңи һаятимни қандақ өткүзгәнлигимни әслитиду. Бу дәл мениң һәр қайси җайлардики җамаәткә үгәткәнлирим билән бирдәк.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite