Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 4:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 4:6
33 Referans Kwoze  

Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.


бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Туз яхши нәрсидур. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду? Шуниңға охшаш, силәрму туздәк болуп араңлардики инақлиқни сақлаңлар.


Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.


— Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәми­ни йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишилә­рниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду.


Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite