Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 4:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 4:5
15 Referans Kwoze  

Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқин­май­силәр.


Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.


Силәрниң Рәббимизгә бойсунидиғанлиғиңлардин һәммә хәвәр тапти, шуңа силәрдин наһайити хурсәнмән. Бирақ яхши ишлар­ни қилишта дана болушуңларни, яман ишлардин хали болушуң­ларни халаймән.


Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.


— Мана мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа иландәк сәзгүр, кәптәрдәк саддә болуңлар.


У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқи­лар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәл­мәйду.


Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.


Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду.


Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite