2 Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.
Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.
Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.
Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.
Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.
Пәхәс болуңлар, сәгәк болуңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр.
Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.
Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафирадин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худаниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.
Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
Улар башқа мәсиһийләр билән дайим бир йәргә җәм болуп, бир нийәттә дуа-тилавәт қилишатти. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм, һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар вә Униң инилириму бар еди.