1 Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.
Девә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза ғалибә қилиду, чүнки Қоза рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән бир сәптикиләр чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур.
Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәргиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаңлар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр.
Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә-микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти.
Униң тони вә йотисида «Падишаларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нами йезилған еди.
Ақсүйәк падиша болуп қайтип кәлгәндин кейин, дәрһал һелиқи чакарлирини чақирип, һәр қайсисиниң оқәт қилип қанчилик пул тапқанлиғини билмәкчи болупту.
Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту.