9 Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап,
Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.
Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.
Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атисидур.
Шуни билишимиз керәкки, кона тәбиитимиз Әйса Мәсиһ билән биллә чапрас яғачқа миқланди. Шуниң үчүн биз гунакар нәпсимизниң илкидә болмай, гунаниң қуллуғидин қутулдуқ.
Пәскәшләр, сехиргәрләр, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилар вә ялғанчилиқ қилишқа хуштарларниң һәммиси шәһәрниң сиртида қалиду.
У йәргә һәр қандақ напак нәрсиләр вә жиркиничлик ишларни қилидиған ялғанчи кишиләр кирәлмәйду; пәқәт нами Қозиниң һаятлиқ дәптиридә йезилғанларла кирәләйду.
җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур.
Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң еришидиғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур».
Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.