Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәпли­ниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 3:8
35 Referans Kwoze  

Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.


Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.


Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.


Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөз­лүк­­ләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.


Әгәр аччиқлан­саңлар, аччиғиңлар силәрни гунаға башлимисун. Аччиғиңлардин қайтмай, күнму петип кәтмисун.


Бизгә ишәнч билән яшашниң немә екәнлигини көрсәткән әшу кишиләр худди гувачилардәк әтрапимизда болған екән, бизгә тосқунлуқ қилидиған һәр хил ишлардин вә бизни чирмавалған гуналардин қол үзүп, алдимиздики мусапини чидамлиқ билән бесип өтәйли.


Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап,


Шуниң үчүн барлиқ яманлиқ, һелигәрлик, сахтипәзлик, көрәл­мәслик вә төһмәтхорлуқларни ташлаңлар.


Йениңларға барғинимда, силәрниң күткән йеримдин чиқмай қелишиңлардин, шуниң билән мениң силәргә болған муамиләмниңму силәрниң күткән йериңлардин чиқмай қелишидин әнсирәймән. Силәрдә җедәлхорлуқ, көрәлмәслик, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, төһмәтхорлуқ, ғевәтчилик, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләрниң болушидин әнсирәймән.


Чүнки силәр техичә гунаниң илкидә яшаватисиләр. Араңлардики көрәлмәслик вә җедәл-маҗраларниң болуши буни испатлимамду? Бу йәнә силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болмиған кишиләрдәк яшаватқиниңларни көрсәтмәмду?


Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду.


Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.


Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


Араңларға киривалған бу адәмләр «Худадин бир ғайибанә көрүнүш кәлди», дәп бузуқлуқ қилип, шу тәриқидә өз тәнлирини булғимақта. Улар Худаниң һоқуқиға писәң қилмай, асмандики улуқларға күпүрлүк қилмақта.


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Силәр мәнсүп болған Әйса Мәсиһ­ниң алийҗанап намиға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму?


Именей вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, шәйтанниң илкигә қайтурдум.


Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.


Тәкәббурлуқ қилмайли, бир-биримизни рәнҗитмәйли, бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.


бутпәрәслик, сехиргәрлик, өчмәнлик, уруш­­қақ­лиқ, қизғанчуқлуқ, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, бөлгүн­чи­лик, груһвазлиқ,


нека садиқлиғини бузуш, ачкөзлүк, яманлиқ, һелигәрлик, шәһванийлиқ, көрәлмәслик, төһмәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни қәлбидин чиқиду.


Инсанлар дәһшәтлик иссиқта өртәлди. Бирақ улар товва қилиш вә бу балаю-апәтләрни кәлтүрүш қудритигә егә болған Худаға һәмдусаналар ейтишниң орниға Уни қарғашти.


Худди деңизниң дәһшәтлик долқун­лири мәйнәтчиликни қирғаққа уруп чиқарғандәк, улар өз бузуқчили­ғини ашкарә қилиду. Улар худди еқип чүшкән юлтузларға охшаш болуп, мәңгүлүк һазирлап қоюлған қап-қараңғулуққа йүзлиниду.


Лекин Худа бу икки шәһәрдики кишиләрни җазалаш билән бир вақитта, уларниң шәһванийлиқ­ли­ридин жиркәнгән һәм тоғра йолда маңған Лутни қутқузған еди.


Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite