Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 3:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асман­дики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 3:1
39 Referans Kwoze  

Биз адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, бу у адәмгә мәңгү­лүк өлүм елип келиду. Амма у адәмниң ой-пикирлирини Муқәддәс Роһ башқурса, бу униңға һаятлиқ вә аманлиқ елип келиду.


Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.


Шуңа көзүмиз көрүнидиған­да әмәс, бәлки көрүнмәйдиғандидур. Чүнки көрүнидиғини өткүнчидур, көрүнмәйдиғини болса мәңгүлүктур.


Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар.


Әксичә асманда өзәңларға байлиқ топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, датлашмайду, оғриму алмайду.


Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.


Мал-мүлкүң­ларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр.


У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.


Лекин Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғиниға аз қалди.


Силәр бу дунияға нисбәтән Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин азат болған екәнсиләр, йәнә немә үчүн шуларниң «буни тутма», «әвуни йемә», «буниң­ға тәгмә» дегәндәк қаидә-йосунлириға йепишивалисиләр?


Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.


Ким бизни гунаға мәһкүм қилалайду? Һеч ким! Чүнки Әйса Мәсиһ биз гунакарлар үчүн өлди. Униң үстигә, У тирилдүрүлүп, Худаниң оң йенида һоқуқ тутуп, биз үчүн мураҗиәт қилмақта.


Бирақ бизниң Роһанийи­миз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип,


Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниң­дин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиған­лиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр.


Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинат­қа орнитиштур.


— Һә-ә, Мән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар ичидә қайтип келидиғанлиғини көрисиләр.


Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»


Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзли­риму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғри­сида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Рәббимиз Әйса уларға бу сөзләрни қилғандин кейин, асманға көтирилди вә Худаниң оң йенида олтарди.


Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ асманға чиқип, Худаниң оң йенида олтармақта. Периштәләр, асмандики һоқуқ­дарлар вә башқа барлиқ күчлүкләр Униңға тиз пүкмәктә.


Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.


«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite