Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 2:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Худаниң барлиқ мукәммәл тәбиити бу дунияға инсан тенидә кәлгән Әйса Мәсиһтидур.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 2:9
20 Referans Kwoze  

Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиити­ниң Униңда болушини халиди.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Атам иккимиз әслидә бирмиз.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр.


Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Шу вақит кәлгәндә билисиләрки, Мән Атамда болимән, силәр Мәндә болисиләр, Мәнму һәм силәрдә болимән.


Уларниң һәм­миси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән.


Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.


Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


Демәк, Худа инсанларниң гуналиридин һесап алмай, уларни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзи билән яраштурди, шундақла Өзи билән яраштурулуш һәққидики бу Хуш Хәвәрни бизгә аманәт қилди.


Әйса Мәсиһ тоғрилиқ үч гувалиқ бар.


Һалбуки, һәзрити Әйса ейтқан «Ибадәтхана» Униң Өз тени еди.


Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ.


Биз Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, Уни һүнәрвәнниң маһарити билән оюп ясалған алтун-күмүч яки таш бутларға охшатмаслиғимиз керәк!


Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite