Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 2:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 2:7
31 Referans Kwoze  

Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй.


Лекин силәр чоқум ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң вә мустәһкәм турушуңлар, Хуш Хәвәр силәргә елип кәлгән үмүттин ваз кәчмәслигиңлар керәк. Бу Хуш Хәвәр пүтүн йәр-йүзидә йәткүзүлүватқан болуп, мән Павлусму уни йәткүзүшкә тайинландим.


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Һәммимизни қутқузған ялғуз Худа силәрни жиқилип чүшүш­тин сақлап, әйипсиз вә хошал-хорам һалда Өзиниң улуқвар һозуриға елип келишкә қадирдур. Барлиқ шан-шәрәп, улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ Рәббимиз Әйса арқилиқ әзәлдин та һазирғичә вә әбәдил-әбәт Худаға мәнсүп болғай, амин!


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.


Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур.


Улар худди һулини чоңқур қезип, қорам ташниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, униң күчлүк һуҗуми ундақ имарәтни қимир қилғузалмайду, чүнки у пухта селинған.


Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.


Лекин силәр, қәдирлик қериндашлирим, өзәңларни интайин муқәддәс болған ишәнчиңларниң һули үстидә өсүп йетилдүрүңлар вә Муқәддәс Роһқа тайинип дуа қилиңлар.


Силәр билән бизни Мәсиһкә бағлап, ишәнчтә мустәһкәм қилғучи Худадур. У бизни Өзи үчүн таллиди.


Достанә зияпәтлириңларда тартинмай, силәр билән Рәббимизниң дәстихиниға җәм болған бу кишиләр силәргә дағ кәлтүриду. Улар өз нәпсинила ойлап, шамал һайдиған ямғурсиз булутлардәк болуп, пүтүнләй қуруп кетип, йилтизидин қомуруп ташланған кәч күзниң мевисиз дәрәқлиригә охшайду.


Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite