Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 2:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 2:5
19 Referans Kwoze  

Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ!


Силәр мустәһкәм ишәнчиңлар билән шәйтанға тақабил туруңлар. Чүнки есиңларда болсунки, дунияниң һәр қайси җайлиридики қериндашлириңларму силәргә охшаш азап-оқубәт чекиватиду.


Қериндашлар, ишәнч йолида һошияр болуңлар, ишәнчиңларда чиң туруңлар, мәрданә вә қәйсәр болуңлар.


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


Лекин һәммә иш тәртип-қаидилик болсун.


Бу үмүт һаятимизға нисбәтән худди чиң илинған кемә ләңгири­дәк мустәһкәм болуп, у бизни асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, әң муқәддәс җайға киришкә йетәкләйду.


Чүнки Рәббимизгә болған ишәнчиңлар мустәһкәм болғанлиғи үчүн, биз һәқиқәтән яңливаштин роһландуқ,


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Мениң силәр вә Лаодикия шәһиридикиләр һәм мени техи көрмигән башқа кишиләр үчүн қандақ тиришип-тирмишип ишләватқанлиғимни билишиңларни халаймән.


Бундақ жиғилиш силәр­ниң җазаға учришиңларға сәвәп болуп қалмаслиғи үчүн, қосиғи ачлар қосиғини өйидә тойдуруп кәлсун. Башқа мәсилиләргә кәлсәк, йениңларға барғинимда сөзлишимиз.


Улар башқа мәсиһийләр билән дайим җәм болушуп әлчиләрниң тәлимини аңлап, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти вә дуа қилишатти.


Рутниң өзи билән биргә кетишни шунчилик күчлүк тәләп қиливатқанлиғини көргән Наоми уни қайта зорлимиди.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite