Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 2:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Барлиқ әқил-парасәт вә билим Әйса Мәсиһкә муҗәссәмләнгән.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 2:3
21 Referans Kwoze  

Һалбуки, мәйли йәһудий яки йәһудий әмәсләр болсун, Худа тәрипидин чақирилғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип өлүшини Худаниң күч-қудрити вә даналиғи, дәп билиду.


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Аһ! Худаниң әқил-парасити вә илим-һекмити немә дегән мол, немә дегән чоңқур һә! Униң һөкүмлирини кимму чүшинәлисун? Униң йоллирини кимму ойлап йетәлисун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:


Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.


Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп,


Бирақ бундақлардин қорқмаңлар. Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш, паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур.


Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.


Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучиларға сақлақлиқ маннидин беримән. Уларға йәнә бирдин ақ таш вә бу ташларниң үстигә йезилған йеңи бир исимни, йәни буни қобул қилғучилардин башқа һеч ким билмәй­диған бир исимни беримән».


Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур.


Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиити­ниң Униңда болушини халиди.


Шуниң үчүн Худа Өзиниң даналиғи билән мундақ дегән: «Мән уларға пәйғәмбәр вә әлчилиримни әвәтимән. Бәзилири улар тәрипи­дин өлтүрүлиду, бәзилири уларниң зиянкәшлигигә учрайду».


Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.


Шуңа силәр пүтүн күчүңлар билән ишәнчиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға Худа тоғрисидики билимни,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite