Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Силәрниң ишән­чиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 1:5
33 Referans Kwoze  

Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду.


Бу ишәнч вә һәқиқәт биздә мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини пәйда қилиду. Ялған сөзлимәйдиған Худа дуния яритилиш­тин илгирила бу мәңгүлүк һаятни вәдә қилған.


Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капали­ти­дур.


Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.


Лекин силәр чоқум ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң вә мустәһкәм турушуңлар, Хуш Хәвәр силәргә елип кәлгән үмүттин ваз кәчмәслигиңлар керәк. Бу Хуш Хәвәр пүтүн йәр-йүзидә йәткүзүлүватқан болуп, мән Павлусму уни йәткүзүшкә тайинландим.


Әгәр пәқәт бүгүнки һаят үчүнла Әйса Мәсиһкә үмүт бағлиған болсақ, у чағда биз бу дуниядики һәр қандақ бечарә кишиләрдинму бечарә болуп қалған болимиз.


Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.


Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакаланған бизләр болсақ, Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадәтлирини интизарлиқ билән күтмәктимиз.


Демәк, Худа инсанларниң гуналиридин һесап алмай, уларни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзи билән яраштурди, шундақла Өзи билән яраштурулуш һәққидики бу Хуш Хәвәрни бизгә аманәт қилди.


Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур.


Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән.


«Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән.


Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй!


Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.


Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Мал-мүлкүң­ларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр.


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Худаниң һәқиқитини йәткүздуқ, Худаниң қудритиниң биз билән биллә екәнлигини намайән қилдуқ. Һәққаний­лиқни өзимизгә қурал қилип, түрлүк һуҗумларға зәрбә бериш билән биргә өзимизниму қоғдидуқ.


Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.


Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite