Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 1:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 1:4
18 Referans Kwoze  

Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.


Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.


Буниң билән Худаниң бизгә болған меһир-муһәббитини тонуп йетимиз вә буниңдин гуманланмаймиз. Худа Өзи меһир-муһәб­бәттур, шуңа меһир-муһәббәт ичидә яшиған киши Худада яшайду, Худаму униңда яшайду.


Чүнки мән сениң Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиң вә барлиқ мәсиһийләргә болған меһир-муһәббитиң тоғрисида һәр дайим аңлап туруватимән.


Биз қериндашларға меһир-муһәббәт көрсәткән­лиги­миз­дин, өлүмдин мәңгүлүк һаятқа өткәнлигимизни билимиз. Меһир-муһәббәтлик болмиған киши өлүмниң илкидә қалиду.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.


Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.


Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.


Биз пәқәт униң келиши биләнла әмәс, бәлки униң силәрдин алған тәсәллиси биләнму тәсәлла таптуқ. У силәрниң маңа болған сеғинишиңларни, өткүзгән хаталиғиңларға қилған пушайминиңларни вә маңа болған қизғинлиғиңларни бизгә ейтқанда, хошаллиғим техи­му ашти.


Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite