Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Колосилиқларға йезилған хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.

Gade chapit la Kopi




Колосилиқларға йезилған хәт 1:12
50 Referans Kwoze  

Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.


Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.


Бизни биз интизар болған һаятлиққа ериштүрүш үчүн тәйярлиғучи, шундақла буниң капалити сүпитидә бизгә Муқәддәс Роһни ата қилғучи дәл Худа­ниң Өзидур.


Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.


Шәһәрниң йорутулуши үчүн қуяш яки ай һаҗәтсиз болуп, уни Худаниң парлақ нури йорутуп туриду. Қоза униң чириғи болиду.


исимлири асманда йезилған тунҗа туғулғанлар җәм болидиған, пүтүн инсанларниң сорақчиси Худа бар болған, камаләткә йәткүзүлгән һәққаний кишиләрниң роһлири моҗут болған,


Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.


Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


Улар бу ишни өз ихтияри билән қилди. Әмәлиятта бу уларниңму қәрзи еди. Чүнки йәһудий әмәсләр йәһудийларға хас болған роһий җәһәттики бәхиттин һөзүрләнгән екән, ундақта йәһудий қериндашлиримизму уларниң маддий җәһәттики ярдимигә еришишкә лайиқтур.


Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләй­миз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз.


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.


Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.


Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақ­ла һәммимизниң қәлбидидур.


Мән техиму көп кишиләрниң бу Хуш Хәвәрни қобул қилип, униңдин келиди­ған бәхиттин мән билән биллә тәң һөзүрли­ниши үчүн, бу ишларни қиливатимән.


Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр.


Худаниң мәхсити Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани болған бизләргә Өзиниң йүксәк улуқлуғини көрситиш үчүндур. Чүнки биз бу улуқлуққа еришишкә алдин-ала талланған.


— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.


Лекин шундақ бир вақит келиду, шундақла келип қалдики, кишиләр роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиду. Асмандики Атимиз Өзигә әйнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә.


У оң йенидики кишиләргә: «Әй Атам тәрипидин бәхитлик қилинғанлар, келиңлар! Дуния яритилғандин бери силәр үчүн тәйярланған мирас — Худаниң Падишалиғиға егә болуңлар!


Һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин һөзүрлиниш вә шәһәр дәрва­зи­­лиридин кириш һоқуқиға еришиш үчүн тонлирини жуюп тазилиған­лар нәқәдәр бәхитлик!


У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға һаҗити чүшмәйду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң йоруқлуғи болуп, улар әбәдил-әбәт һөкүм сүриду.


Силәрниңму биз билән қериндаш болушуңлар үчүн көргән вә аңлиғанлиримизни силәргә йәткүзүватимиз. Биз бундақ қериндашлиқтин биллә һөзүрлинәләймиз. Чүнки биз һәмми­миз бирликтә Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағландуқ.


Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчи­ли­ригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәт­ли­риниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилиди­ған шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчи­ләрдин шуни өтүнимәнки,


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Әмәлиятта бу һәйран қаларлиқ иш әмәс, чүнки шәйтан өзини йоруқлуқ периштәси, дәп пәдәзливалғандур.


Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.


Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.


Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite