Әнди Худа сени җазаға тартиду! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шу ан Әлимас көзлирини бир қара туман тосиғанлиғини сәзди. У қоллирини узитип, башқиларниң йетәклишини өтүнди.
Пәрвәрдигар униңға: — Адәмгә сөзләш қабилийитини бәргән ким? Уни сөзләләйдиған яки сөзләлмәйдиған, аңлалайдиған яки аңлалмайдиған, көрәләйдиған яки көрәлмәйдиған қилған Мән Пәрвәрдигар әмәсму?