Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 9:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Дәмәшқ шәһиридики йәһудий ибадәтханилириға тонуштуруш хетини йезип беришни тәләп қилди. Шундақ қилип, Саул Дәмәшқтики йәһудийларниң ярдимини елип, һәзрити Әйсаниң йолида маңған әр-аялларни тутқун қилип, уларни Йерусалимға сорақ қилишқа елип кәлмәкчи болди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 9:2
23 Referans Kwoze  

Дәл шу чағда Әфәс шәһиридә Рәббимиз Әйса йолиға қарши еғир қалаймиқанчилиқ йүз бәрди.


Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишәнмәй, җамаәт алдида Рәббимиз Әйса­ниң йолиға һақарәт кәлтүрди. Шуңа Павлус мәсиһийләрни елип улардин айрилди вә һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң мәктивидә сөһбәтлишишни давамлаштурди.


Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.


Рәббимизниң йолиға нисбәтән хелә билими болған Феликс сорақ­ни тохтитип, уларға: — Давариңлар тоғрисидики һөкүмни командан Лисияс кәлгәндә чиқиримән, — деди.


Рәббимизниң йоли тоғрилиқ мәлум дәриҗидә тәлим алған Аполлос Рәббимиз Әйса һәққидә қизғин сөзләп тәлим берәтти. Униң тәлими тоғра болсиму толуқ әмәс еди. Чүнки у чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ Йәһия пәйғәмбәрниң суға чөмүлдүрүшидинла биләтти.


Һазир у Дәмәшққә келип, Саңа ибадәт қилған кишиләрни тутуш үчүн алий роһанийлардин һоқуқ апту.


Әй хан, бир күни алий роһанийлар бәргән һоқуқ билән һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни зиянкәшлик қилғили Дәмәшқ шәһиригә қарап йолға чиқтим.


Бу падиша әҗдатлиримизни һейлә-микирләр билән езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини ташлаветишкә мәҗбур қилди.


Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.


У йәрдә җәңчиләрни бир қанчә қисимға бөлүп, кечиси һуҗум қилип, дүшмәнни мәғлуп қилди. Уларни Дәмәшқниң шималидики Хоба дегән җайғичә қоғлап, булап кәткән һәммә мал-мүлүкни тартивелип, өз җийәни Лутни вә униң пүтүн байлиқлирини, хотун-қизлирини вә башқиму әсиргә чүшкән адәмлирини қайтуруп алди.


Киши­ләр­дин пәхәс болуңлар. Улар силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханилирида қамчилайду.


Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.


Аңлиғучилар униң сөзлиридин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда Әйсаға ишәнгүчиләргә вәһшиләрчә зиян­кәшлик қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мәсиһийләрни алий роһанийларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.


вә Йерусалимда мана шун­дақ қилған едим. Алий роһанийлардин алған һоқуқум билән нурғун мәсиһийләрни зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә қошулған едим.


Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики бир һаким мени тутуш үчүн, пүтүн шәһәрни қаттиқ назарәт астиға алған еди.


һәм Йерусалимдики мәндин илгири әлчи болғанларниң йениғиму бармай, удул Әрәпстанға атландим, кейин Дәмәшқ шәһиригә қайтип кәлдим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite