6 Көпчилик буни аңлап һәм униң мөҗүзилирини көрүп, пүткүл диққити билән униң сөзлиригә қулақ салди.
Кейинки дәм елиш күни пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрни аңлиғили келишти.
Мәсилән, Филип Самарийә өлкисиниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә: «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһ», дәп җакалиди.
Җинлар өзлири чаплишивалған кишиләрниң тенидин қаттиқ вақириған пети чиқип кәтти. Нурғун паләч, токуларму сақайтилди.
Шимон өзиму ишәнди вә чөмүлдүрүлди. У һемишәм Филип билән биллә болди һәм Филип көрсәткән зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрүп, интайин һәйран болди.