4 Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди.
У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиянкәшлик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.
Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллатти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики мәсиһийләр җамаити интайин дәһшәтлик зиянкәшликкә учрашқа башлиди. Әлчиләрдин башқа пүтүн мәсиһийләр Йәһудийә вә Самарийә өлкилириниң һәр хил җайлириға тарқилип кетишти.
Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду.
Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.
Улар хатириләштә, бу ишларни баштин-ахир өз көзи билән көрүп, Худаниң Хуш Хәвирини тарқатқанларниң баянлирини асас қилған.
Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди.