Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:3
13 Referans Kwoze  

Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.


Бу йолдики қизғинлиғим җәһәттин ейтқанда, мән илгири Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр Тәврат қанунини бекар қилмақчи дәп, уларға зиянкәшлик қилған адәм едим. Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш һәққанийлиқ дәп қаралса, мән бу өлчәмгә әң лайиқ адәм болаттим.


Силәр мениң илгири йәһудий диниға етиқат қилған вақтимда қандақ һаят кәчүргәнлигимни аңлиған едиңлар. Мән у чағда Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған вә уларни йоқитиветишкә тиришқан едим


Мән әлчиләрниң арисидики әң әрзимәс әлчимән һәм Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанлиғим үчүн, әлчи дәп атилишқиму лайиқ әмәсмән.


Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду.


Аңлиғучилар униң сөзлиридин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда Әйсаға ишәнгүчиләргә вәһшиләрчә зиян­кәшлик қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мәсиһийләрни алий роһанийларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.


уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. Истипанни гунакар дәп гувалиқ бәргәнләр уни чалма-кесәк қилиштин бурун, чапанлирини Саул исимлиқ бир жигитниң йениға қоюп қойған еди.


Бирақ силәр кәмбәғәлләрни харлидиңлар. Силәрни әзгән вә сотқа сөри­гән­ләр әмәлиятта байлар әмәсму?


Бәзи садақәтмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға чоң һаза тутушти.


Хизмәткар қиз пал ачалмайдиған болуп қалғандин кейин ғоҗайин­лири пул тепиш хияллириниң йоққа чиққанлиғини билишип, Павлус билән Силасни тартип чиқип, уларни шәһәр мәйданиға, башлиқларниң алдиға елип барди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite