Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Чүнки улар Рәббимиз Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән болсиму, уларниң һеч қайсисиға Муқәддәс Роһ техи чүшмигән еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:16
9 Referans Kwoze  

Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.


улардин: — Силәр Худаниң йолиға меңишқа башлиғанда, Униң Муқәддәс Роһи силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.


Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиш­түрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп,


Чүнки силәр чөмүлдүрүлүшни қобул қилип Әйса Мәсиһкә бағланғиниңларда, Униң тәбиитини өзәңларға өзләштүр­дүңлар.


Силәр чоқум шуни билишиңлар керәкки, биз чөмүлдүрүлүшни қобул қилғинимизда, Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Униң өлүми биләнму бағлан­дуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite