Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8:12
22 Referans Kwoze  

Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.


У өлүп, тирил­гәндин кейин қириқ күн ичидә уларға көп қетим көрүнүп, Өзиниң тирилдүрүлгәнлигиниң гумансиз екәнлигини нурғун дәлилләр билән испатлиған еди вә Худаниң Падишалиғиға даир сөзләрни қилған еди.


Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиш­түрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп,


Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүл­дүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүл­дүрү­лүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур.


Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Чүнки инсан чин қәлбидин ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиниду, өз ағзи билән етирап қилиш арқилиқ қутқузулиду.


Һалбуки, Рәббимизгә бағланған йеңи һаятимизда аяллар әрләрдин мустәқил әмәс, әрләрму аяллардин мустәқил әмәс.


Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрни жүрәклик тарқитип, Рәбби­миз Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрниму йәткүзди, униңға һеч ким тосқунлуқ қилмиди.


Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падиша­лиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.


Шундақ болсиму, Рәббимиз Әйсаға ишинип, җамаәткә қошулған әр-аяллар барғансири көпийишкә башлиди.


— Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун! Сән болсаң, берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқат, — деди һәзрити Әйса униңға.


Андин уларни Худаниң Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.


Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди.


Улар бу гәпни аңлиғандин кейин, Рәббимиз Әйсаға ишинип, Униң нами билән чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite