Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:9
27 Referans Kwoze  

Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлус­ниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқуру­шидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип,


— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.


Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!


Улар ташқириға чиққинида, Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учритип, һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғачни униңға мәҗбурий көтәргүзди.


Кейин Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.


Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәл­гән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип:


Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.


Бу арида Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир йәһудий Әфәс шәһиригә кәлди. Униң сөз қабилийити үстүн болуп, Муқәддәс Язмилардин хелә савати бар еди.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду.


Силәр өзәңларға пәхәс болуңлар. Кишиләр силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханиларда қамчилайду. Силәр Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдида сораққа тартилисиләр. Буниң билән улар алдида Мениң гувачилирим болисиләр.


Киши­ләр­дин пәхәс болуңлар. Улар силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханилирида қамчилайду.


Ундақта, қени у инсан тәрипидин дана саналғанлар? Қени у өзини әқиллиқ санайдиған өлималар? Қени у бу замандики пәйласоплар? Худа бу дуниядики даналиқниң әмәлиятта әхмиқанилик екәнлигини көрситип бәргән әмәсму?


Мән һәр қайси ибадәтха­ниларда уларни издәп, көп қетим уларни җазалитип, уларни ишәнчи­дин ваз кечишкә мәҗбурлашқа тиришқан едим. Мән уларға шу қәдәр өч едимки, һәтта башқа дөләтләрдики шәһәрләргә берип, уларға зиян­кәшлик қилған.


Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду.


— Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғул­ған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус.


Һазир һелиқи Павлус дегән әбләхниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У «Қол билән ясавалған бутлириңлар Худа әмәс», дейиш билән Әфәс вә пүтүн Асия өлкисидики нурғунлиған кишиләрни қаймуқтуруп, туюқ йолға башлаватиду.


Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди.


Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди.


Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.


Мана шуниң үчүн силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә диний өлималарни әвәтип туримән. Силәр уларниң бәзилирини өлтүрисиләр, чапрас яғачқа миқлайсиләр, бәзилирини ибадәтханилириңларда қамчилитисиләр, шәһәрдин шәһәргә қоғлайси­ләр.


Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.


Үстүмдин шикайәт қилған йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида учратқинида, мән тазилиниш диний қаидисидин өтүп, сәдиқәмни сунувататтим, әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, қалаймиқанчилиқ чиқарғинимму йоқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite