Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:3
34 Referans Kwoze  

Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк.


Демитргә кәлсәк, һәммиси уни яхши адәм дәп махтимақта. Буни униң һәқиқәт йолида қандақ маңғанлиғидинму билгили болиду. Биз­му униңға гувалиқ беримиз һәм гувалиғимизниң растлиғини сәнму билисән.


Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс.


Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.


Мән йениңларға барғинимда, сәдиқәңләрни елип бериш үчүн өзәңлар таллиған кишиләрни тонуштуруш хетим билән Йерусалимдики җамаәтниң йетәкчилиригә әвәтимән.


У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.


— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.


уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.


Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.


Шуниң үчүн Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, Йәһуданиң орниға бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап, таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин ахир биллә болған кишиләрдин болсун, — деди.


Бирақ силәр «устаз» дәп атилишқа көнмәңлар. Чүнки силәрниң ялғуз бирла Устазиңлар бар. Униң үстигә, һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш.


Муқәддәс Роһ бир кишигә әқиланә сөз қилиш қабилийитини бериду. Йәнә бир кишигә болса, бирәр иш тоғрилиқ Худадин кәлгән алаһидә билим бериду.


Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.


«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!


Мәсиһийләр бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.


Буниңдин башқа, йәнә җамаәт ичидин қабилийәтлик, Худаға садақәтмән, ишәнчлик вә пара йемәйдиған кишиләрни таллап, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши қилип тайинлиғин.


Буниң билән қериндашлар арисида һелиқи шагиртниң өлмәйди­ған­лиғиға даир гәп тарқалди. Лекин һәзрити Әйса Петрусқа: «У өлмәйду», демигән еди. Пәқәт: «Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болу­шини халисам, буниң сениң билән немә мунасивити бар?» дегән еди.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Шуңа он икки әлчи пүтүн мәсиһий­ләрни жиғип, уларға мундақ деди: — Биз әлчиләрниң Худаниң сөзини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәхсимләш билән болуп кетишимиз тоғра әмәс.


Әлчиләрниң тәкливигә һәммиси қошулушти. Шуниң билән көпчи­лик имани камил вә Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан исимлиқ бир мәсиһийни таллиди. Униңдин башқа Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәм бурун йәһудий диниға киргән антакялиқ Николасларни таллап,


У йәрдә учратқан мәсиһийләрниң тәкливи билән бир һәптә турдуқ. Андин Рим шәһиригә қарап йолға чиқтуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite