Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устаз­лирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:12
15 Referans Kwoze  

Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.


Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди.


Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәл­гән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип:


Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.


Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


Улар әлчиләрни елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмә баш­лиқлири алдида турғузди. Баш роһаний уларниң үстидин шикайәт қилишқа башлап:


Шуңа улар әлчиләр­ни тутуп, һөкүмәт зинданиға қамиди.


Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду.


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


Бир күни һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида хәлиққә тәлим берип, Хуш Хәвәрни йәткүзүвататти. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң алдиға келип:


Буниң билән улар бәзи адәмләрниң гелини яғлап: — Биз бу адәмниң Муса пәйғәмбәр вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дәп төһмәт қилдурди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite