Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Буниң билән улар бәзи адәмләрниң гелини яғлап: — Биз бу адәмниң Муса пәйғәмбәр вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дәп төһмәт қилдурди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:11
28 Referans Kwoze  

Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.


Әгәр шундақ болса, «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқиду!» дегән мәна келип чиқмамду? Бәзиләр бизни мошундақ деди, дәп төһмәт қилиду. Мундақ төһмәт қилғанларниң җазаға тартилиши һәқлиқтур.


Павлус кәлгәндин кейин, Йерусалимдин кәлгән йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләрни артип, униң үстидин шикайәт қилди. Бирақ һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.


Йерусалимға әвәтип беришни өтүнүп сориди. Чүнки улар йол үстидә Павлусни өлтүрүшни қәстлигән еди.


— Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқи­мизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди.


Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.


Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.


Уларға сетилған сахта гувачилар оттуриға чиқип: — Бу адәм һемишәм бу муқәддәс мәркизий ибадәтханимизға вә Тәврат қанунимизға қарши сөзләрни қилиду.


Улар буларни йә Атамни, йә Мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду.


Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.


Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәм­бәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.


Мән һәр қайси ибадәтха­ниларда уларни издәп, көп қетим уларни җазалитип, уларни ишәнчи­дин ваз кечишкә мәҗбурлашқа тиришқан едим. Мән уларға шу қәдәр өч едимки, һәтта башқа дөләтләрдики шәһәрләргә берип, уларға зиян­кәшлик қилған.


— Ялған гәп-сөз тарқатма. Ялған гувалиқ берип, гунакарға ян басма.


Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.


Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устаз­лирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite