Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бар­мақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6:1
38 Referans Kwoze  

пулини әлчиләргә тапшуратти. Әлчиләр пулни һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилатти.


Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.


Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириң­лардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду.


Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди. Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.


Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.


Чүнки мән туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилинған Исраил әвладимән, йәни Бинямин қәбилисидин болған қени сап йәһудиймән. Тәврат қануниға әмәл қилишни өлчәм қилиш нуқтиси­дин ейтқандиму, мән қил сиғмайдиған пәрисий еқимидинмән.


Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.


Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.


У йәнә грекчә сөзлишидиған йәһудийлар биләнму сөзлишип, талишип қалди. Буниң билән улар уни өлтүрүвәтмәкчи болди.


Шундақ болсиму, Рәббимиз Әйсаға ишинип, җамаәткә қошулған әр-аяллар барғансири көпийишкә башлиди.


Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.


Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.


Улар ибранийму? Мәнму шундақ. Улар исраилларму? Мәнму исраил. Улар әҗдадимиз Ибраһимниң әвлади­динму? Мәнму униң әвладидин.


Мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилишти.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ биз­ниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму?


Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.


Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк.


Биз уларниң бәзилиридәк Худадин нарази болуп, Униңдин рәнҗимәйли. Шу чағда, бундақ қилғанлар Худа әвәткән җан алғучи периштә тәрипидин өлтүрүлгән еди.


— Биз силәрни Әйса һәққидә кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ чәклигән едуқ. Лекин силәр йәнә шу тәлимиңларни пүтүн Йерусалимға яйдиңлар һәм Әйсаниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.


Шуңа он икки әлчи пүтүн мәсиһий­ләрни жиғип, уларға мундақ деди: — Биз әлчиләрниң Худаниң сөзини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәхсимләш билән болуп кетишимиз тоғра әмәс.


уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Худаниң силәргә бәргән қабилийити башқиларға хизмәт қилиш болса, хизмәт қилиңлар; Худа тоғрисида тәлим бериш болса, тәлим бериңлар;


Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite