Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 5:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Йәр сетилмиғанда сениң еди, сетилғандин кейин пулму өзәңниң. Шундақ туруп, йәнә немишкә ғәрәзлик һалда: «Пулниң һәммиси мошу», дәп кәлдиң? Сән инсанғила әмәс, Худағиму ялған ейттиң! — деди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 5:4
26 Referans Kwoze  

Петрус униңға: — Һанания, немишкә ичиңгә шәйтанни киргүзүп, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзәңгә қалдуруш билән Муқәддәс Роһқа ялған ейттиң?


Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.


Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синап тил бириктүрдүңлар? Қараң, ериңизни дәпнә қилип кәлгәнләр ишик алдида туриду, улар сизниму әкетиду, — деди.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.


Мәйли әр яки аял болсун, Пәрвәрдигарға һәдийә сунушни халиған исраилларниң һәммиси һәдийәлирини елип келишип, Пәрвәрдигар Муса арқилиқ уларни селишқа буйруған ибадәт җайи үчүн тәғдим қилишти.


Пәрвәрдигар кәчтә силәргә гөш бериду. Әтигәндә силәрни тойғидәк нан билән тәминләйду. Чүнки У силәрниң рәнҗигәнлигиңларни аңлиди. Силәрниң биздин рәнҗигиниңлар, әмәлиятта Пәрвәрдигардин рәнҗигәнлигиңлардур! — деди.


Бундақ адәмниң һәвәслири уни гунаға башлайду. Гуна униңда өсүп йетилсә, уни мәңгүлүк өлүмгә елип бариду.


Бирақ сениң разилиғиңни алмиғачқа, бундақ қилишни халими­дим. Сениң маңа мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән яхшилиқ қилишиңни үмүт қилдим.


Әмәлиятта һәр қандақ бир йемәкликни йейиш яки йемәслик билән өзимизни Худаға йеқинлаштурғили болмайду. Уни йесәк, Худаға йеқинлишип қалмаймиз, йемисәкму Худадин жирақлишип кәтмәймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite