Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Улар Петрус билән Юһаннани алдиға чақиртип: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип, кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:7
12 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, киши­ләргә тәлим бериватқанда, алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Униң алдиға келип: — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти.


— Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қилива­тисиз? Сизгә бундақ қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.


вә әлчи­ләрни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, һәргиз һәзрити Әйса тоғрилиқ тәлим бәрмәсликни буйриди, андин уларни қоюп бәрди.


Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға: — Бундақ қилишқа немә һоқуқуң бар? Сени Худа әвәткән болса, буни испатлаш үчүн бизгә бир карамәт көрситип бақмамсән, қени? — дәп соал қойди.


силәр вә пүтүн исраил хәлқи шуни билишиңлар керәкки, уни пүтүнләй сақайтип алдиңларда турғузған күч-қудрәт насирәлик Әйса Мәсиһниң күч-қудритидур! Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүргән болсаңларму, лекин Худа Уни өлүмдин тирилдүрди.


Һелиқи киши: — Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?! Сән һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк әнди мениму өлтүрмәкчиму? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп қалди. У ичидә: «Мениң қилған ишимни башқилар җәзмән билип қапту», дәп ойлиди.


Улар бу сөзләрни аңлап, алди билән чоңлири, андин кейин башқилири бири­ниң кәйнидин бири у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида һәзрити Әйса алдида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.


Шу чағда бәзи Тәврат устазлири билән пәрисийләр нека садиқли­ғини бузуп тутулуп қалған бир аялни Униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип,


Уларниң арисида баш роһаний Һаннан, Қаяпа, Йәһия, Искәндәр вә баш роһанийниң башқа туққанлириму бар еди.


Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди: — Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite