3 Шуңа улар Петрус билән Юһаннани тутқун қилди. Кәч кирип қалғанлиғи үчүн, улар кечичә тутуп турулди.
Шуңа улар әлчиләрни тутуп, һөкүмәт зинданиға қамиди.
Дәмәшқ шәһиридики йәһудий ибадәтханилириға тонуштуруш хетини йезип беришни тәләп қилди. Шундақ қилип, Саул Дәмәшқтики йәһудийларниң ярдимини елип, һәзрити Әйсаниң йолида маңған әр-аялларни тутқун қилип, уларни Йерусалимға сорақ қилишқа елип кәлмәкчи болди.
Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһийләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.
Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди.
Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти.
Қаравуллар һәзрити Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңған еди.
Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?
Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәлилийә өлкисигә қайтип кәлди.