Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Кеңәшмә башлиқлири болса, халайиқтин қорқуп, әлчиләрни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларни техиму қаттиқ агаһлан­дуруп, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ Худаға мәдһийә ейтиватқан болуп,

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:21
18 Referans Kwoze  

Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.


Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.


Тәврат устазлири билән алий роһанийлар бу тәмсилниң өзлиригә қаритип ейтилғанлиғини чүшинип йетип, һәзрити Әйсани шу чағдила тутмақчи болди. Лекин улар хәлиқтин қорқушти.


Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки уларниң һәммиси Йәһияниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишиниду, — дейишти.


Уни тутушни ойлисиму, хәлиқтин қорқушти, чүнки хәлиқ Уни пәйғәмбәр, дәп қаратти.


Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.


вә әлчи­ләрни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, һәргиз һәзрити Әйса тоғрилиқ тәлим бәрмәсликни буйриди, андин уларни қоюп бәрди.


Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң тарқи­лип кәтмәслиги үчүн, уларға буниңдин кейин Әйса тоғрисида һеч кимгә бир немә демәсликкә агаһландуруш берәйли, — дәп мәслиһәт қилишти.


Һәзрити Әйсаниң бу сөзи дүшмәнлирини хиҗаләт қилди. Көпчи­лик болса, Униң яратқан әҗайип мөҗүзилиридин хурсән болди.


Буниңға һәйран болған көпчиликму Худани мәдһийиләшти вә аң-таң қалған һалда: — Бүгүн биз әқлимиз йәтмәйдиған ишларни көрдуқ! — дейишти.


Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.


Хәлиқ кекәчләрниң тили чиққанлиғини, чолақларниң әслигә кәлгәнлигини, токуларниң маңғанлиғини, қарғуларниң көзи ечилғанлиғини көрүп, һәйран болди вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтти.


Һәзрити Әйса униңдики җинни қоғлиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ һәйран болуп: — Бундақ иш Исраилда зади болмиған, — дейишти.


буниң сәвәви қириқ жилдин бери току һелиқи адәмниң сақийип кәткәнлигидин еди.


Кишиләр уларни һөрмәтлисиму, бирақ уларға қошулушқа җүръәт қилалматти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite