Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси11 Муқәддәс Язмиларда У һәққидә мундақ йезилған: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш, Қурулушниң һул Теши болуп қалди». Һәзрити Әйса дәл шу «Таштур!» Gade chapit la |
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди.