Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, бир нәччә мойсү­пәт роһанийлар, мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә садуқий диний еқимидики бир нәччиси келип қалди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 4:1
20 Referans Kwoze  

У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.


Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устаз­лирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди.


Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.


Мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә алий роһаний­лар бу хәвәрни аңлап, гаңгирап қелишти. «Әнди бу иш қандақ болар?» дәп өз-өзидин сорашқа башлиди.


Пәрисий вә садуқий еқимидикиләрдинму көплигән кишиләр­ниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәп­тин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?!


Уларниң арисида баш роһаний Һаннан, Қаяпа, Йәһия, Искәндәр вә баш роһанийниң башқа туққанлириму бар еди.


Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.


Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду.


Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақалларму Уни шундақ мәсқирә қилип:


Алий роһанийлар вә ақсақаллар болса хәлиқни күшкүртүп, һаким Пилатустин Бараббасни қоюп беришни вә һәзрити Әйсани өлүмгә мәһкүм қилишни тәләп қилдурди.


Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.


Шагиртлар шундила һәзрити Әйсаниң өзлиригә нандики ечитқудин әмәс, бәлки пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин, йәни сахта тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти.


Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Бир күни һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида хәлиққә тәлим берип, Хуш Хәвәрни йәткүзүвататти. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң алдиға келип:


Баш роһаний вә униң шериклири, йәни шу йәрлик садуқий диний еқимидикиләр әлчиләрни зади көрәлмәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite