4 Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус: — Бизгә қара, — деди.
Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди.
Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр?
Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти.
Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин: — Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди.
Сәп селип қарисам, униң ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар екән.
Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди.
Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.
Тиләмчи улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини тикип қарап туратти.
Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәтханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанлиғини көрүп, һәйран болушти.
Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққидики хәвәрләр Худаға йәтти.