3 Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.
Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди.
Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус: — Бизгә қара, — деди.
Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәтханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанлиғини көрүп, һәйран болушти.