Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:16
21 Referans Kwoze  

Бу адәм Павлусниң сөзлиригә қулақ селип олтиратти. Уни диққәт билән күзәткән Павлус униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигини вә сақайтилип кетишкә ишәнчи барлиғини сезип,


силәр вә пүтүн исраил хәлқи шуни билишиңлар керәкки, уни пүтүнләй сақайтип алдиңларда турғузған күч-қудрәт насирәлик Әйса Мәсиһниң күч-қудритидур! Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүргән болсаңларму, лекин Худа Уни өлүмдин тирилдүрди.


Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә,


У хелә көп күн уда шундақ вақириған еди. Буниңдин интайин безар болған Павлус қизға җин чаплишивалғанлиғини билип, униңға бурулуп, һелиқи җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униң тенидин чиқ! — дейишигила, җин шу ан чиқип кәтти.


Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, униңға қарап: — Қизим, хатирҗәм бол, ишәнчиң сени сақайтти! — дейишигила, һелиқи аял сақийип кәтти.


Гәрчә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитим болсиму, дунияниң пүткүл сирлирини билсәмму, Худадин кәлгән алаһидә билимләргә егә болсамму вә тағларни орнидин қозғиталайдиған камил ишәнчим болсиму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, һеч немигә әрзимәс бир адәм болуп қалимән.


Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән.


Улар Петрус билән Юһаннани алдиға чақиртип: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип, кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.


орнидин чачрап туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә ейтқан һалда улар билән биллә мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирди.


Өз қудритиңни көрситип, муқәд­дәс Хизмәткариң Әйсаниң намидин кесәлләрни сақайтип, мөҗүзә вә карамәтләр яратқайсән.


Тәврат қануни бузулмисун дейилип туруп, дәм елиш күни хәтнә қилинидую, бундақ күндә бир адәмни сақайтсам, немә үчүн Маңа аччиқлинисиләр?


Худа адәмләрни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалайду. Худа Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәммә адәмгә шундақ муамилә қилиду, бу йәрдә айримчилиқ йоқтур.


— Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite