Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр?

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:12
15 Referans Kwoze  

Биз һәммә ишни өз қабилийитимиз билән қила­лай­­миз, демәкчи әмәсмән. Чүнки бизниң қабилийитимиз Худадин кәлгәндур.


Йүсүп: — Җанаплири, мән шәхсән өзәм чүшкә тәбир берәлмәймән, лекин Худа өзлиригә яхши тәбир бериду, — дәп җавап бәрди.


Исраиллар болса Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларға пәрзәнтлик салаһийи­тини бәрди. Өз улуқлуғини көрсәтти, улар билән келишимләрни түзүп, уларға Тәврат қанунини ата қилди. Исраиллар Худаға һәқиқий ибадәт қилишни үгинип, Худаниң вәдилиригә еришти.


Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.


Ундақта, шуни соримақчимән: Худа Өз хәлқи исраиллардин ваз кәчтиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, йәни Бинямин қәбилисидин болған бир исраилғу!


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ сөзләйду. Ундақ кишидә һәқсизлик йоқтур.


Улар: — Иккимиз ахшам чүш көрдуқ, лекин чүшүмизниң мәнасини йешип беридиған адәм йоқ, — дәп җавап беришти. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш қабилийити Худадин келиду. Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.


Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәт­ханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалған­лиғини көрүп, һәйран болушти.


Һәргиз ундақ әмәс! Һалбуки, Ибраһим, Исһақ, Яқуп қатарлиқ әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Өзиниң Хизмәткари болған һәзрити Әйсаниң шан-шәривини намайән қилди. Силәр шу һәзрити Әйсани кеңәшмигә тутуп бәрдиңлар. Һаким Пилатус Уни қоюп бәрмәкчи болған болсиму, силәр Пилатусниң алдида Уни рәт қилип, «Өлтүрүш керәк!» дедиңлар.


Шу чағда йетәкчиләрдин бири мәндин: — Ақ тон кийгән бу кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite