Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:1
27 Referans Kwoze  

Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.


Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.


У муқәддәс җайға кирип исриқ селиватқанда, ибадәткә кәлгән җамаәт ташқирида дуа қилиши­вататти.


Дәл шу чағда бир киши кирип: — Силәр зинданға ташлиған адәмләр мәркизий ибадәтхана һойли­сида җамаәткә тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.


һемишәм мәркизий ибадәтханида Худаға мәдһийә ейтип турди.


Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


Һәзрити Әйсаниң яхши көргән шагирти Петрусқа: — Бу Рәббимизғу! — деди. Симун Петрус Униң һәзрити Әйса екәнлигини аңлап, селивәткән чапинини кийип, суға сәкриди.


Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.


Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди.


Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти.


Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп:


Уларниң бири әтигәндә, бири кәчқурун қурванлиқ қилинсун.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Чүш вақти саат он иккидин саат үчкичә пүтүн зиминни қараң­ғулуқ басти.


— Икки киши дуа қилиш үчүн мәркизий ибадәтханиға берипту. Уларниң бири пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.


Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.


Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус: — Бизгә қара, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite