Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Киликийә вә Памфи­лийә өлкилириниң деңиз тәвәлигидин өтүп, Ликия өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27:5
9 Referans Kwoze  

Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.


Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.


Кейин Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.


— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.


— Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғул­ған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус.


Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.


«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!


Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite