Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Биз у йәрдин йәнә йолға чиқтуқ. Қарши тәрипимиздин шамал чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 27:4
10 Referans Kwoze  

Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.


Деңиздики сәпиримиз наһайити аста болди. Бир нәччә күндин кейин наһайити тәсликтә Кинидос шәһириниң бойиға кәлдуқ. Шамалға қарши маңғанлиғимиз үчүн, бурунқи йөнилишимиз бойичә илгириләлмидуқ. Шуңа Крит арилиниң шамалға далда тәрипи билән меңип Салмоний йерим арилидин өтүп,


Қәйсәрийәлик мәсиһийләрдин бир нәччиси биз билән һәмсәпәр болуп, Йерусалимда бизни Минасон исимлиқ бир сипруслуқниң өйигә башлап барди. Бу киши бурунқи мәсиһийләрдин еди.


Сипрус арили көрүнгәндин кейин, униң җәнубидин айлинип өтүп, Сурийә өлкисигә қарап меңип, Тир шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ, чүнки кемә бу йәрдә жүкини чүши­рәтти.


Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти.


Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти.


шагиртлириниң палақни наһайити тәстә уруватқанлиғини көрди, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагирт­лири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди.


Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти.


Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite