9 Бурун мәнму насирәлик Әйсаниң намиға пүтүн күчүм билән қарши турушум керәк, дәп қараттим
Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.
«Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп сорисам, У: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан насирәлик Әйса!» деди.
Бу йолдики қизғинлиғим җәһәттин ейтқанда, мән илгири Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр Тәврат қанунини бекар қилмақчи дәп, уларға зиянкәшлик қилған адәм едим. Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш һәққанийлиқ дәп қаралса, мән бу өлчәмгә әң лайиқ адәм болаттим.
Шуниңға гувалиқ беримәнки, уларда Худаға нисбәтән һәқиқәтәнму қизғинлиқ бар. Бирақ уларниң бу қизғинлиғи һәқиқий билимгә асасланмиған.
Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.
Лекин Павлус: — Силәр немишкә мунчивала қайғуруп жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәббимиз Әйса үчүн тутқун болушқила әмәс, у йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — дәп җавап бәрди.
Мән униңға Мениң үчүн җәзмән хилму-хил азап-оқубәт тартишқа тоғра келидиғанлиғиниму көрситимән, — деди.
Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә,
Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду.
Қериндашлар, мән ишинимәнки, силәр вә башлиқлириңлар һәзрити Әйсаға шунчә яманлиқ қилғанда, өзәңларниң немә қиливатқанлиғиңларни билмәттиңлар.
Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип,
— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғамалийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қануниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.
Һәзрити Әйса йолида маңғанларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим.