Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Худа әҗдатлиримизға вәдә қилғинини үмүт қилғиним үчүн, әнди бүгүн өзлириниң алдида сотлиниватимән.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:6
59 Referans Kwoze  

Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән.


Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.


Шу сәвәптин мән һәр бириңлар билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә сөзлишиш үчүн силәрни бу йәргә тәклип қилдим. Шуни билишиңлар керәкки, хәлқимиз күтүп кәлгән Қутқазғучиға ишәнгәнлигим үчүнла, бу зәнҗир билән бағлинип, тутқун болуп қалдим.


Силәргә шуни ейтмақчимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң Өз вәдисидә, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға қилған вәдисидә туридиғанлиғини көрситиш үчүн, йәһудийларниң хизмәткари болди.


Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


Мән саңа асмандики юлтузлардәк нурғун әвлат беримән һәм бу пүткүл зиминни уларға тәғдим қилимән. Сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр бәхит тапиду.


Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди.


Саңа бәхит тилигәнләргә бәхит ата қилимән, Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яғдуримән. Сән арқилиқ һәммә милләтләргә бәхит ата қилимән!»


Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.


Силәр немишкә Худаниң өлгәнләрни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнмәйдиғансиләр?


Пәқәт шуни етирап қилимәнки, йәһу­дий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, «Бүгүн өлгән­ләрниң қайта тирилишигә ишәнгәнлигим үчүнла, силәрниң сориғиң­ларға тартиливатимән!» дәп вақириған едим. Буниңда немә гуна бар?!


Дәрвәқә, Самуил пәйғәмбәр вә униңдин кейин келип, Худаниң сөзлирини йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисида йүз беридиған ишларниму алдин-ала ейтқан.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Сени аял билән дүшмән қилимән. Униң әвлади билән сениң әвладиңму Дүшмәнлишип өтиду. Униң Әвлади сениң бешиңни йәнчийду, Сән Униң тапинини чақисән», деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite